кәрим мәсумов вә униң муавинлири үстидә илавә тәкшүрүшләр башланди

қазақистанда дөләт хәвпсизлик комитетиниң сабиқ башлиқи кәрим мәсимов вә униң муавинлири үстидә «һакимийәтни мәҗбурий қолға чүшүрүшкә урунуш» тин илавә тәкшүрүш башланди.

1762271
кәрим мәсумов вә униң муавинлири үстидә илавә тәкшүрүшләр башланди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан дөләт хәвпсизлик комитети байанат елан қилип, идариниң сабиқ рәиси кәрим мәсимов һәққидә «вәтәнгә хийанәт қилиш җинайити» билән башланған тәкшүрүшләрниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.

байанатта, кәрим мәсумовниң сабиқ муавинлири болған ануар садиқулов вә дәвләт йәргоҗинниң тутулғанлиқи билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди:

«бу кишиләр һәққидә, вәтәнгә хийанәт қилиш җинайитигә илавә һалда һакимийәтни мәҗбурий қолға чүшүрүш вә һоқуқидин қалаймиқан пайдилинишқа мунасивәтлик қанун маддилири бойичә тәкшүрүш башланди. тәкшүрүш даирисидә, сабиқ рәис кәрим мәсумов билән сабиқ муавинлири ануар садиқулов вә дәвләт йәргоҗин тутулди. мунасивәтлик тәкшүрүшләр давамлашмақта.»

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайевниң қарари билән 6-йанвар (2022), кәрим мәсумов дөләт хәвпсизлик комитетиниң рәислик һоқуқидин елип ташланди вә 8-йанвар бир қанчә киши бирликтә дөләткә хийанәт қилиш җинайити билән әйиблинип тутулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر