әзәрбәйҗан - әрменийә чеграси йәнә бир қетим җиддийләшти
әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи түнүгүн чүштә әрменийә қораллиқ қисимлириниң кәлбәҗәр тәрәптә қозғиған иғвагәрчилики сәвәбидин чеградики вәзийәтниң җиддийләшкәнликини уқтурди.
1761119
түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқниң байанатида, әзәрбәйҗан армийәсиниң қарши тәрәпниң һуҗумлириниң алдини елиш үчүн мудахилә қилиш (арилишиш) тәдбирлирини йолға қойғанлиқи, бу даиридә зәмбирәк йаки айропилан ишлитилмигәнлики, вәзийәтниң әзәрбәйҗан тәрәпниң контроллуқида икәнликигә даир учурларға орун берилди.
әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиму бу һәқтә байанат елан қилип: «биз әрменийәниң һәрбий иғвагәрчиликләрни давамлаштурушини күчлүк әйибләймиз» дегәнләрни қәйт қилди, һәмдә җиддийчиликниң барлиқ җавабкарлиқиниң әрменийәниң һәрбий вә сийасий әмәлдарлирида икәнлики оттуриға қойулди.
түнүгүн чүштә әрменийә қораллиқ қисимлириниң оқ чиқириши нәтиҗисидә бир әзәрбәйҗан әскири шеһит болғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шивейтсарийәдә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә
шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә.
әрменийә төт йезисини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди
әрменийә 1-қарабағ урушида ишғал қиливалған 4 йезини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди.