қазақистанда тутқун қилинғанларниң сани ашти

қазақистан ички ишлар министирлиқи 10-йанвар (2022) дин тартип сақчилар тәрипидин тутқун қилинған кишиләр саниниң 7 миң 939 ға чиққанлиқини елан қилди.

1759876
қазақистанда тутқун қилинғанларниң сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, давамлишиватқан һәрикәтләрдә тутқун қилинғанларниң саниға мунасивәтлик рәқәмләрни ашкарилиди.

байанатта, 10-йанвардин тартип сақчилар тәрипидин тутқун қилинған кишиләр саниниң 7 миң 939 ға чиққанлиқи қәйт қилинди.

алмутадики икки базарда 207 кишиниң тутқун қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта, һәрикәттә оғриланған бәш данә аптомобил вә компийутер, музика үскүнилири билән қоралларниң қолға чүшүрүлгәнлики әскәртилди.

қазақистан дөләт хәвпсизлик комитети алмутадики вәқәләргә қатнашқан икки гуруппиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

мәзкур гуруппиларниң 4-йанвардин 8-йанварғичә шәһәрниң җәмийәт тәртипини бузуш вәқәлиригә қатнашқанлиқи вә уларниң маканида қорал-йарағ билән диний китабларниң тепилғанлиқи қәйт қилинди.

қазақистанниң ғәрбидә 2-йанвар (2022) суйуқландурулған газ баһасиниң өстүрүлүши вә дөләттики иҗтимаий, иқтисадий вәзийәтниң начарлишип кәткәнликини сәвәб қилип башланған намайишлар, башқа җайларғиму кеңәйди.

кочилардики намайишларда, хәвпсизлик тармақлири билән намайишчилар оттурисида тоқунушлар йүз бәрди. болупму, алмута шәһиридә хәвпсизлик тармақлири сақчи вә һәрбий аптомобилларға от қойуп, һөкүмәт биналириға киргән намайишчиларни аваз бомбиси етип тарқатти.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев партлиған намайишларға һөкүмәтниң мәсул икәнликини билдүрүп, һөкүмәтниң истепасини қобул қилди.

намайишларниң бәзи районларға кеңийиши билән, пайтәхт нурсултан, алмута шәһири вә мангистав иштатлирида җиддий һаләт елан қилинди.

арқидин узун өтмәй, җиддий һаләт қазақистанниң башқа районлиридиму елан қилинди.

тоқайев 7-йанвар дөләтниң барлиқ районлирида җәмийәт тәртипиниң қайтидин орнитилғанлиқини билдүрүп: «террористлар һазирғичә қорал билән пуқраларниң мал-мүлүклиригә давамлиқ зийан салмақта» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر