әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов шанлиурфаниң ақчақәлә наһийәсидә чегра линийәсидә шеһит болған әскәрләр үчүн дөләт мудапиә министири хулуси ақар вә армийә баш шитаб башлиқи генерал йашар гүләргә тәзийә билдүрди.

1759484
әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов тәзийәнамисида, «шанлиурфаниң ақчақәлә районида елип берилған хаинларчә террорлуқ һуҗуми сәвәбидин шәрәплик түркийә армийәсигә тәвә 3 әскәрниң шеһит болғанлиқи тоғрисидики хәвәр мени қаттиқ азаблиди. силәрниң дәрдиңлар бизниң дәрдимиз, биз һәмишә терорлуққа қарши күрәштә қериндаш түркийә қисимлириниң йенидимиз вә пүтүн күчимиз билән силәрни  қоллап - қувәтләймиз» дегән сөзләрни ишләтти.

закир һәсәнов шеһит әскәрләргә аллаһтин рәһмәт тилиди вә шеһитләрниң йеқинлириниң азабиға ортақ болидиғанлиқини тилға алди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи ақчақәлә районидики чегра линийәсигә терорлуқ унсурлири тәрипидин көмүлгән (йәрлик усулда йасивилинған) партилатқучниң партлиши сәвәбидин 3 әскәрниң шәһит болғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر