қазақистанда масимов қолға елинди

қазақистан дөләт бихәтәрлик комитетиниң сабиқ рәиси кәрим масимов хийанәтчилик җинайити билән қолға елинди.

1759239
қазақистанда масимов қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан дөләт бихәтәрлик комитетиниң билдүрүшичә, комитет тәрипидин 6-йанвар күни қазақистан җумһурийити җинайи ишлар қануниниң хийанәтчилик маддисиға асасән тәкшүрүш башланған, бу даиридә, комитетниң сабиқ рәиси кәрим масимов, башқа шәхсләр билән бирликтә хийанәтчилик җинайити билән қолға елинип, вақитлиқ тутуп туруш орниға қамалған.

2016 – йили вәзипигә тәйинләнгән кәрим масимов, суйуқландурулған тәбиий газ баһасиниң өсүп кетиши билән башланған, кейинчә даириси дөләтниң ғәрби вә җәнубидики шәһәрләргә кеңийип кәткән намайишлар түпәйли, 6 – йанвар күни қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайевниң қарариға асасән, дөләт бихәтәрлик комитетиниң рәислик вәзиписидин қалдурулғаниди.

қазақистанниң сабиқ пирезиденти нурсултан нәзәрбайевниң җийәни сәмәт абишму, дөләт бихәтәрлик комитетиниң муавин рәислик вәзиписидин елип ташланғаниди.

бу арилиқта, ички ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, 2-йанвар йеқилғу май баһасиниң өстүрүлүшидин кейин партлиған вәқәләрдә, башқа дөләт пуқралириниму өз ичигә алған 4266 киши қолға елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر