тоқайев: җәмийәт тәртипи асасий җәһәттин сақланди

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев дөләттә җәмийәт тәртипиниң асасий җәһәттин қайта сақлағанлиқини ейтти.

1758612
тоқайев: җәмийәт тәртипи асасий җәһәттин сақланди

түркийә авази радийоси хәвири: ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қазақистан дөләт телевизийәси, дөләттә җәмийәт тәртипиниң асасий җәһәттин қайта сақланғанлиқини ейтқан пирезидент тоқайевниң бүгүн (2022-йили 7-йанвар) хәлққә хитаб қилидиғанлиқини уқтурған.

йәнә бир тәрәптин, қазақистан ички ишлар министирлиқи намайишлар әснасида қаза қилған дөләт хәвпсизлик күчлири саниниң 18 гә йәткәнликини җакарлиди.

қазақистанда суйуқландурулған тәбиий газ (LNG) баһасиниң өстүрүлүши вә дөләтниң иқтисадий-иҗтимаий вәзийитиниң йаманлишип кетиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин башланған намайишлар, әң чоң шәһәр алмутада зораванлиқ һәрикәтлири вә қораллиқ тоқунушларға айлинип кәткәниди.

пирезидент қасим җөмәрт тоқайев намайишларниң оттуриға чиқишиниң җавабкари дәп қариған һөкүмәтниң истепасини қобул қилған, вәқәләрниң даирисиниң кеңийип кетиши нәтиҗисидә, җиддий һаләт елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر