түрк дөләтлири тәшкилати қазақистандики вәқәләр тоғрисида байанат елан қилди

түрк дөләтлири тәшкилати қазақистан билән күчлүк һәмкарлиқ орнитидиғанлиқини елан қилди.

1758194
түрк дөләтлири тәшкилати қазақистандики вәқәләр тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дөләтлири тәшкилати байанат елан қилип: «түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләр болуш сүпитимиз билән, қазақистанда давамлишиватқан вәқәләрдә қазақистанниң тинчлиқи вә муқимлиқиға әһмийәт беридиғанлиқимизни тәкитләймиз вә әзамиз билән күчлүк һәмкарлиқ орнитидиғанлиқимизни билдүримиз» деди.

тәшкилатқа әза дөләтләр қазақистанлиқларниң соғуққанлиқи вә уларниң нормал һаләткә қайтиш арзусиға болған ишәнчисини тәкитләп: «биз қазақистан даирилирини җиддийликни пәсәйтип, тәртип  - интизам вә хатирҗәмликни әслигә кәлтүрүш иқтидариға игә дәп қараймиз. қазақистан һөкүмити вә қазақистан хәлқи еһтийаҗлиқ болған һәр қандақ йардәмни беришкә тәййар икәнликимизни җакарлаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта йәнә, тәшкилатниң вәқәдә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүридиғанлиқи вә йариланғанларға тез шипалиқлар тиләйдиғанлиқи билдүрүлди.

қазақистан әзәрбәйҗан, түркийә, қирғизистан вә өзбекистан билән бирликтә түрк дөләтлири тәшкилатиниң 5 әзасиниң бири.

түркмәнистан билән венгирийә түрк дөләтлири тәшкилатиниң күзәткүчи әзасидур.

бу тәшкилат 2009-йили түрк кеңиши дегән намда қурулған болуп, 2021-йили нойабирда түркийәдә өткүзүлгән башлиқлар йиғинида намини һазирқи «түрк дөләтлири тәшкилати»ға өзгәрткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر