татар: мараш райони кишилик һоқуққа уйғун шәкилдә ечиветилди

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар 2020 – йили өктәбирдә тәдриҗий ечилиш басқучи башланған шималий қибрис чегралири ичидики мараш райониниң аридин 46 йил өткәндин кейин кишилик һоқуққа уйғун шәкилдә ечилғанлиқини ейтти.

1757288
татар: мараш райони кишилик һоқуққа уйғун шәкилдә ечиветилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрсин татар,  көчмәс мүлүк комитетиниң рәиси нөвбәр фәрит вәҗһини қоқбул қилғанда бәргән байанатида, көчмәс мүлүк комитетиниң муһим вәзиписи барлиқини, рум тәрәпниң пуқралириға, « көчмәс мүлүк комитетиға илтимас сунмаңлар» тәриқисидә бесим ишлитишиниң тоғра позитсийә әмәсликини әскәртиш билән бир вақитта, 2020 – йили өктәбирдә тәдриҗий ечилиш басқучи башланған шималий қибрис чегралири ичидики мараш райониниң, аридин 46 йил өткәндин кейин, кишилик һоқуққа уйғун шәкилдә ечилғанлиқини, бу һәқтики бәлгилимиләрниң пүткүл дунйа билән ортақлишилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «илтимас сунулған тәқдирдә, көчмәс мүлүк комитети тәрипидин қарап чиқилидиғанлиқини билдүрдуқ, марашниң салаһийити һәрбий райондин пуқрави районға өзгәртилди, бу һәқтә ишлиниватқан хизмәтләрниң сүритиму тезләштүрүлиду. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, мараш райониниң ечилиши, сийасий җәһәттин ташланған муһим бир қәдәмдур.»

шималий қибрис түрк җумһурийитидә 2019 – йили 18 – ийун күни чақирилған министирлар кеңиши йиғинида, 1974 – йилдин буйан тақақ һаләттә туруватқан мараш райониниң ечиветилиши мәсилисидә қәдәмләрниң ташлиниши вә мутәхәссисләр гурупписи билән илмий тәтқиқат елип берилиши қарар қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر