өзбекистан университетларда йағлиқ чегиш вә узун кийим чәклимиси йоқлуқини билдүрди

өзбекистан университетларда йағлиқ чегиш вә узун кийимләрни кийишниң чәкләнгәнлики тоғрисидики хәвәрләрниң тоғра әмәсликини билдүрди.

1755245
өзбекистан университетларда йағлиқ чегиш вә узун кийим чәклимиси йоқлуқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан алий вә кәспий маарип министирлиқи байанатчиси зәпәр амирқулов байанат берип, иҗтимаий таратқулар вә бәзи ахбарат васитилирида орун алған өзбекситан университетлирида йағлиқ чегиш вә узун кийим кийишниң чәкләнгәнлики тоғрисидики хәвәрләрниң һәқиқәтни әкис әттүрмәйдиғанлиқини билдүрүп: «алий вә кәспий маарип министирлиқи оқуғучиларниң кийим – кечәклиригә һечқандақ чәклимә қоймиди. кишилик һоқуқ вә әркинлик бизниң муһим ишимиз болуп, биз буниңға һөрмәт қилимиз» деди.

һәр бир университетниң оқуғучиларниң кийинишигә мунасивәтлик қаидиләрни кишилик һоқуқ вә әркинлик пиринсиплириға өзи бәлгиләйдиғанлиқини билдүргән байанатчи амирқолув, университетларниң оқуғучиларға йағлиқ йаки узун кийим тоғрисида һечқандақ бесим вә чәклимә қоймиғанлиқини, оқуғучиларниң бу җәһәттә әркин икәнликини оттуриға қойди.

у, реаллиқ билән мунасивити йоқ бу хил хәвәрләр дөләтниң образиға дағ тәгкүзүш мәқситидә уйдурулғанлиқини илгири сүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر