әрсин татар: әрдоған билән интайин иҗабий учришиш өткүздуқ

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, түркийә зийарити даирисидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән наһайити үнүмлүк учришиш елип барғанлиқини, сәһийә, иқтисад вә қибрис мәсилилирини музакирә қилғанлиқини ейтти.

1752645
әрсин татар: әрдоған билән интайин иҗабий учришиш өткүздуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрсин татар түркийәдики зийаритини тамамлап, шималий қибрис түрк җумһурийитигә йетип барғандин кейин, әрҗан айродорумида мухбирларға байанат бәрди.

әрсин татар түркийә җумһур рәиси әрдоған билән әнқәрәдә көрүшкәнликини вә наһайити пайдилиқ учришиш елип барғанлиқини билдүрүп, болупму иқтисад, қибрис мәсилиси, ковид-19 йуқуми қатарлиқ  башқа һәр хил мәсилиләр үстидә музакириләшкәнликини ейтти.

җумһур рәис әрдоған билән икки саәт давамлашқан айрим учришишта һәр хил мәсилиләрни музакирә қилғанлиқини байан қилған әрсин татар, сәһийә, иқтисад вә қибрис мәсилилирини музакириләшкәнликини, болупму иқтисад һәққидә тәпсилий мулаһизә йүргүзгәнликини ейтти.

әрсин татар учришишита икки дөләт оттурисида имзаланған иқтисадий келишимниң иҗра қилиниши, түркийә лираси аманәт қалқининиң қибриста йолға қойулуши вә икки дөләт оттурисидики содиниң түркийә лираси билән елип берилиши қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилғанлиқини әскәртип, буниң интайин иҗабий учришиш болғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر