нәзәрбайеф: қазақлар вәтинини қоғдийалиди

қазақистанниң қурғучи сабиқ пирезиденти нурсултан нәзәрбайев советләр иттипақидики 70 йиллиқ әзалиқниң дөлити үчүн пайдилиқ болмиғанлиқини билдүрди.

1743561
нәзәрбайеф: қазақлар вәтинини қоғдийалиди

түркийә авази радийоси хәвири: сабиқ пирезидент нурсултан нәзәрбайев «мустәқил қазақистан гезити» дә елан қилған «мустәқиллиқ тәҗрибә-савақлири» темилиқ мақалисидә, дөлитиниң 30 йиллиқ мустәқиллиқ мусаписи үстидә тохталди.

у мустәқиллиққә дөлитиниң әң муқәддәс мәниви байлиқи дәп баһа бәрди.

у мундақ деди:

«16-декабирда әң муқәддәс мәниви байлиқимиз болған дөлитимизниң мустәқиллиқ күни- дөләт байримини тәбрикләймиз. буниңдин 30 йил муқәддәм дунйа қаришимиз вә кимликимиз асасида аңлиқ һалда әркинликни таллидуқ. мәзкур җәрйан инсанийәт тарихи үчүн наһайити қисқа болсиму, әмма қазақистан үчүн ғайәт зор мусапә теши һесаблиниду.»

у қәдимки вақитларда сак, һун, кейинчә қәһриман түрк әҗдадлириниң пайансиз земинларда чоң улусларни қуруп чиққанлиқини хатирилитип: «кәң көләмлик уруш вә мурәссәсиз дүшмәнликләр сәвәбидин нурғун хәлқләр көчүп кәтти. қазақлар қумға көмүлүп кәткән ташларға охшаш, парчә-парчә болуп кәткән қийин вақитлардиму, әсли йуртини вә түрк хәлқлириниң ата йуртини қоғдийалиди» деди.

у өткән әсирдә хәлқиниң «еғир ачарчилиқ» вәқәлири, иккинчи дунйа уруши вә сталин һөкүмитиниң қанлиқ бастурушлири қатарлиқ апәтләрдин кейин, һәр хил иқтисадий мәсилиләргә қарши күрәш қилғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у: «сабиқ советләр иттипақидики 70 йиллиқ мусапимиз дөлитимизгә пайдилиқ болмиди» деди.

у мустәқил қазақистанниң йашлиқиниң мустәқиллиққә туташқан йолиниң қанчилик азаблиқ икәнликини билиши керәкликини тәкитләп: «бу өтмүшкә һөрмәт қилип, униңдин савақ елиш лазим. шуниң үчүн мустәқиллиқимизни ата-бовилиримизниң қени билән кәлгән муқәддәс байлиқ дәймән» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر