әзәрбәйҗан 14 шеһити үчүн һәрбий мурасим өткүзди

әзәрбәйҗанда һәрбий тик учарниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә шеһит болған көпинчиси офитсердин тәшкил тапқан 14 әскәр үчүн һәрбий мурасим өткүзүлди.

1741658
әзәрбәйҗан 14 шеһити үчүн һәрбий мурасим өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пайтәхти бакудики сәрһатчи тәнтәрбийә залида тик учарниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә шеһит болған 14 әскәр үчүн һәрбий мурасим өткүзүлди.

мурасимға, әзәрбәйҗан дөләт чегра қоғдаш идарисиниң башлиқи әлчин гулийев, һәрбий баш тәптиш ханлар вәлийев, баку валийси әлдар әзизов, шеһитләрниң йеқин-йоруқлири вә нурғун пуқралар қатнашти.

мурасимда, шеһитләрниң әзәрбәйҗан байриқи йепилған җиназәси һөрмәттә туруш вә миллий марш оқулғандин кейин, шеһитләрниң қисқичә тарихи оқулди.

әзәрбәйҗан дөләт чегра қоғдаш идарисиниң башлиқи әлчин гулийев шеһитләрниң 1- вә 2-қарабағ урушида җәң қилғанлиқини, сәпдашлиридин айрилғанлиқидин чоңқур қайғуруватқанлиқлирини қәйт қилди.

у шеһитләрниң аилилири вә йеқин-йоруқлириға тәзийәсини билдүрүп, қәһриман сәпдашлирини һечқачан унтумайдиғанлиқлирини тәкитлиди.

шеһитләрниң сәпдашлири җиназәләрни 2-шеһитләр һийабаниға апириш үчүн залдин долисиға елип чиқарди вә аптомобилларға қойди.

әзәрбәйҗан дөләт чегра қоғдаш идарисиниң «ait Mi-17» типлиқ һәрбий тик учари түнүгүн (2021-йили 30-нойабир) һизи районидики караһәйбәт һава тәлим-тәрбийә мәркизигә қонуш җәрйанида чүшүп кетип 14 әскәр шеһит болған, икки әскәр йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر