әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики тоқунуш тохтидиму?

русийә вә әрменийә дөләт мудапиә министирлиқлири әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики тоқунушларниң тохтиғанлиқини елан қилди.

1734928
әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики тоқунуш тохтидиму?

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқииниң йазма байанатида, әзәрбәйҗан вә әрменийә чеграсидики вәзийәтни муқимлаштуруш үчүн қәдәмләрниң ташланғанлиқи билдүрди.

байанатта, «һазир қаракилисәдә тоқунуш тохтиди, вәзийәт нормал һаләткә кәлди вә контроллуқ астиға елинди» дейилди.

әрменийә дөләт мудапиә министирлиқиму байанатида, «русийәниң мурәссә қилиши билән әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсида шу йәрниң вақти 17:30 өткәндин башлап уруш тохтитиш елан қилинди» дегән сөзләргә орун аҗратти.

йәнә бир тәрәптин, русийә пирезиденти виладимир путин әрменйә баш министири никол пашинйан билән әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики җиддийликни музакирә қилди.

кремил сарийиниң йазма байанатида, «икки рәһбәр алақини сақлашқа келишти» дегән ибариләр ишлитилди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгуму әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики җиддийлик тоғрисида әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов вә әрменийә дөләт мудапиә министири сурен папикйан билән телефонда сөһбәтләшти.

русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики җиддийликниң музакирә қилинғанлиқи тәкитлинип, «шойгу һәр икки тәрәпни җидийчиликни улғайтидиған һәрикәтләрни тохтитишқа чақирди» дейилди.

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида болса, вәзийәтни тинчландуруш үчүн баку вә ереван даирилири билән алақилишшни давамлаштуридиғанлиқи билдүрүлди.

бу арлиқта, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи байанатчилиридин фәрхан һәқ әрменийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики җиддийчиликни әндишә ичидә көзитиватқанлиқини билдүрди.

фәрхан һәқ һәр икки дөләтни 2020-йили 9- нойабир вә 11- йанварда елан қилинған байанат вә келишимдә чиң турушқа, әндишиләрни дийалог арқилиқ тинч йол билән һәл қилишқа вә мөтидилликкә чақирип, «илгири йүз бәргәндәк җиддийчиликниң әвҗ елишини көрүшни халимаймиз» деди.

америка ташқи ишлар министири биллинкенму әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тоқунуштин әнсирәйдиғанлиқини вә тәрәпләрни җиддийликни пәсәйтишкә чақирғанлиқини елан қилди.

әрменийә армийәси түнүгүн шу йәрниң вақти саәт 11:00 дә чеградики бир қисим чоқиларни игиләш вә техиму пайдилиқ орунларға еришиш мәқситидә лачин вә кәлбәҗәр районлириға қарита һәрбий  һәрикәт елип барған, һуҗумда икки нәпәр әзәрбәйҗан әскири йариланған иди.

әзәрбәйҗан армийәсиму охшаш йөнилиштә һәрикәт елип берип, һуҗум қилған әрменийә әскәрлирини назарәткә алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر