татаристанда айропилан чүшүп кетип, 16 киши қаза қилди

русийәгә қарашлиқ татаристан җумһурийитидә парашутчиларни елип маңған «L-410» типлиқ айропилан чүшүп кетип, 16 киши һайатидин айрилди.

1717325
татаристанда айропилан чүшүп кетип, 16 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә таратқулириниң русийә җиддий әһваллар министирлиқи әмәлдарлирини мәнбә қилған хәвиригә асасланғанда, парашуттчилардин тәркип тапқан 23 кишини елип татаристанниң минзәлә шәһиригә йеқин айродоромдин учқан айропилан узун өтмәйла чүшүп кәткән.

айропиланниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә, 16 киши қаза қилип, 7 киши йариланған.

нәқ мәйданға издәш вә қутқузуш әтрәтлири әвәтилгән.

айропиланниң бир авиатсийә кулубиға тәвә икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر