қазақистан вухән вируси тәдбирлирини бошитишни қарар қилди

қазақистанда вухән вируси (Kovid-19) ниң алдини елиш үчүн иҗра қилинған бихәтәрлик тәдбирлири бошитилиду.

1705798
қазақистан вухән вируси тәдбирлирини бошитишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанда вухән вирусиниң алдини елиш үчүн йолға қойулған тәдбирләрни бошитиш қарари йолға қойулди.

қазақистанда имзалинип елан қилинған йеңи бәлгилимигә асасланғанда, бүгүн (2021-йили 13-сентәбир) дин башлап, йүз туранә йиғинларниң ечилишиға, һәптә ахирлири аммиви қатнаш вастилириниң қатнишиға, дөләтлик команда вә тәнтәрбийә кулублириниң паалийәтлиригә вә җамә һойлилирида җамаәтниң намаз оқушиға рухсәт қилинған.

ваксина әмләтмигәнләрниң һәптә ахирлири мәркәзләрдә сода-сетиқ қилишини вә көңүл ечиш сорунлириға киришини чәкләш қарари давамлиқ йолға қойулиду.

қазақистанда вухән вируси ваксинасиниң биринчи вә иккинчи шишисини әмләткәнләр 6 милйонға йеқинлашқан болуп, йеқинқи 24 саәттә 3 миң 959 кишидә вухән вирусиниң байқалғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر