әзәрбәйҗан: маневир районниң муқимлиқини қоғдашқа пайдилиқ

түркийә – әзәрбәйҗан армийәлириниң әрменийә ишғалидин азад қилинған лачин вилайитидә өткүзгән бирләшмә һәрбий маневириниң районниң муқимлиқини қоғдашқа пайдилиқ икәнлики билдүрүлди.

1704757
әзәрбәйҗан: маневир районниң муқимлиқини қоғдашқа пайдилиқ

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ләйла абдуллайева йазма байанат елан қилип, әрменийә ташқи ишлар министирлиқиниң түркийә билән әзәрбәйҗанниң лачин районидики һәрбий маневирини әйиблигән байанатиға инкас қайтурди؛ хәлқара тәрипидин етирап қилинған чегралар ичидә һәр хил маневирларни өткүзүшиниң һәр қандақ дөләтниң игилик һоқуқиниң бир парчиси икәнликини тәкитлигән байанатчи абдуллайева: «әзәрбәйҗан бүгүнгичә өз земинлирида шерик дөләтләрниң иштирак қилиши билән нурғун һәрбий маневирларни өткүзди. лачинда өткүзүлгән һәрбий маневирму шуниңға охшаш бир қәдәм болуп, районниң муқимлиқини сақлашқа пайдилиқтур» деди.

у, әрменийәниң узун йиллар давамлашқан ишғал вә һуҗумчи сийасәтлириниң хәлқараниң тинчлиқ вә бихәтәрликигә хәвп йәткүзгән амил болуп кәлгәнликини қәйт қилди.

түркийә билән әзәрбәйҗан армийәлири 6 - сентәбирдә лачинда бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшни башлиған болуп, әрменийә ташқи ишлар министирлиқи бу маневирниң районниң тинчлиқ вәмуқимлиқиға хәвп елип кәлгәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر