әзәрбәйҗан русийәгә наразилиқ билдүрди

әзәрбәйҗанниң русийә дөләт игидарчилиқидики тор бетидә «тағлиқ қарабағ җумһурийити» ибарисиниң ишлитилишигә наразилиқ билдүрди.

1702689
әзәрбәйҗан русийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ләйла абдуллайева елан қилған йазма байанатида, русийәниң дөләт игидарчилиқидики тор бетидә «тағлиқ қарабағ җумһурийити» ибарисини қолланғанлиқи сәвәбидин дипломатик йоллар арқилиқ русийә тәрәпкә етираз билдүрүлгәнликини әскәртти.

байанатчи ләйла абдуллайева: «бу хил хата учурниң икки дөләтниң достлуқ вә һәмкарлиқ роһиға мас кәлмәйдиғанлиқи русийә тәрәпниң диққитигә сунулди» деди.

ләйла абдуллайева байанатида: «қарши тәрәп бу мәсилиниң техникилиқ хаталиқ икәнликини әскәртип, уни түзитиш үчүн зөрүр қәдәмләрниң ташлинидиғанлиқини, өз нөвитидә йәнә, кәлгүсидә бу хил мәсилиләргә диққәт қилидиғанлиқлирини билдүрди» дегән сөзләрни ишләтти.

русийәниң дөләт һөддигәрлики елан қилинидиған рәсмий интернит бетидики еланида, русийә қисимлири вақитлиқ туриватқан қарабағ әзәрбәйҗан земини әмәс, «тағлиқ қарабағ җумһурийити» дәп ипадиләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر