түркийә русийәниң нәриман җәлални тутуп кәткәнликигә наразилиқ билдүрди

түркийә русийәниң қанунсиз һалда өзигә қошувалған қиримда, қирим татар миллий мәҗлиси муавин рәиси нәриман җәлалниң русийә бихәтәрлик қисимлири тәрипидин тутуп кетилгәнликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

1702663
түркийә русийәниң нәриман җәлални тутуп кәткәнликигә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич қирим татар миллий мәҗлисиниң биринчи муавин рәиси нәриман җәлалниң тутуп кетилиши һәққидики соалға йазма җаваб қайтурди.

танҗу билгич түнүгүн әтигәндә нәриман җәлалниң қиримдики өйигә бесип кирип назарәткә елинғанлиқи вә намәлум бир йәргә елип кетилгәнликини, униңдин техичә һечқандақ хәвәр елинмиғанлиқини әскәртти.

танҗу билгич: «әһвалларни әндишиләнгән һалда көзитиватимиз, нәриман җәлал вә униң билән бирликтә тутуп кетилгән төт қирим татариниң балдуррақ өйлиригә вә аилисигә қайтурилишини үмид қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر