әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

әзәрбәйҗан түркийәниң охшимиған районлирида йүз бәргән от апәтлиридә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.

1682536
әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов тивиттердики адресида байанат елан қилип, түркийәдики дала от апәтлириниң давамлишиватқан болуши вә бу апәтләрдә пуқраларниң җенидин айрилғанлиқидин қайғурғанлиқини билдүрди.

от апәтлиридә һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһим-шәпқәт тилигән байрамов: «биз мушундақ қийин күнләрдә қериндаш түркийәниң йенида туримиз вә һәр хил йардәмләрни беришкә тәййармиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر