әлийев мишел билән көрүшти

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев әрменийә зийаритини ахирлаштурғандин кейин әзәрбәйҗанға өткән йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез мишел билән хизмәт зийапитидә бир йәргә җәм болди.

1677278
әлийев мишел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: икки рәһбәр, учришиштин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

йавропа иттипақиниң әзәрбәйҗанниң асаслиқ сода һәмраһи икәнликини әскәрткән әлийев, тиҗарәтлириниң тәхминән 40 тини йавропа иттипақи билән ишқа ашуруватқанлиқлирини, әзәрбәйҗанда йавропа иттипақи дөләтлиридин 1700 дин артуқ ширкәтниң паалийәт елип бериватқанлиқини қәйт қилди, һәмдә әзәрбәйҗан терротерийәсиниң әрменийә тәрипидин узун муддәт давамлашқан ишғал қилинишиға хатимә бәргәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «әзәрбәйҗан әрменийә армийәсиниң земинлиримиздин тамамән вә шәртсиз чекинишини тәләп қилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарлирини өзи иҗра қилди, һәмдә әзәрбәйҗан урушни ахирлаштурди. әмди тинчлиқ үстидә ойлиниш вә сәһипини өзгәртишниң дәл вақти йетип кәлди. биз буниңға тәййармиз. бүгүн һөрмәтлик мишел әпәндим билән бирликтә пиланлиримиз, тәшәббуслиримиз вә йеңи әһвалға қарита позитсийәлиримиз һәққидә кәң даирилик сөһбәт елип бардуқ. қисқа вақит ичидә йахши нийәтлик вә әмәлийәтчил усулларни қоллинип, техичә үстәл үстидә сақлиниватқан нурғун мәсилиләрни һәл қилалаймиз, һәмдә техиму кәң даирилик районлуқ һәмкарлиққа асас салалаймиз, дәп ойлаймән. дәрвәқә, йавропа иттипақи бу һәқтә интайин муһим рол ойнимақта, буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқиға ишәнчим камил.»

еривандин елип кәлгән сигналларни әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевға йәткүзгәнликини қәйт қилған миишел болса, йавропа иттипақиниң бу мәсилидә имканийәтниң баричә иҗабий вә мөтидил рол ойнашқа тәййар икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر