өзбекистанда ковид-19 ваксиниси бәзи хадимлар үчүн мәҗбури һалға кәлтүрүлди

өзбекистанда ковид-19 ваксиниси һөкүмәт органлири вә мулазимәт тармақлиридики хадимлар үчүн мәҗбури һалға кәлтүрүлди.

1676976
өзбекистанда ковид-19 ваксиниси бәзи хадимлар үчүн мәҗбури һалға кәлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистанниң вухән вирусиға қарши күрәш комитетиниң қарари билән һазирға қәдәр мәмликәттә ихитийари һалда әмлиниватқан ваксина бир қисим  әмәлдарлар вә кәспий хадимлар үчүн мәҗбури һалға кәлтүрүлди.

ваксина әмләш мәҗбури һалға кәлтүрүлгән кишиләр төвәндикичә:

сәһийә хадимлири, оқутқучилар, әскәрләр, сақчилар, банка хадимлири, дөләт гуваһлиқи оргини хадимлири, почтихана хадимлири, қәһвәхана хадимлири, сәтирачлар, сода сарай хадимлири, сайаһәт вә башқа мулазимәт тармақлириниң вәкиллири вә һөкүмәт органлири хадимлири.

бу қарар билән мунасивәтлик әмәлдарлар вә кәспий хадимлар чоқум 9-айниң 1-күнигичә ковид -19 ваксинисиниң биринчи миқдари билән әмлиниши, 10-айниң 1-күнигичә иккинчи миқдари билән әмлиниши вә  1-нойабирғичә үчинчи миқдари билән әмлиниши лазим.

комитет йәнә дөләттә өткүзүлүш алидида турған университетқа кириш имтиһаниниң усти очуқ йәрдә өткүзүлиши керәкликини қарар қилди.

комитетниң қарариға асасән, дөләт миқйасидики қәһвәхана, ашхана вә ресторанлар шу йәрниң вақти кәч саәт 20 гичә усти очуқ йәрдә паалийәт қилалайду.

өзбекистанда ковид-19 ға қарши ваксина әмләш апрелда башланған болуп, өзбекистанға һазирға қәдәр хитайда ишләнгән «ZF2001» ваксинисидин 6 милйон 500 миң, астразенека билән һәмкарлишип ишләпчиқирилған  «Vaxzevria» ваксинисидин 660 миң, «Sputnik V» ваксинисидин 370 миң  болуп, җәмий 7 милйон 530 миң ваксина йетип кәлгән вәзийәттә турмақта.

өзбекистан сәһийә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, һазирға қәдәр мәмликәт миқйасида җәмий 5 милйон 521 миң кишигә ваксина әмләнгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر