фахрәттин алтон гиретсийә мәтбуатлириға қибрис мәсилиси һәққидә муһим сөз қилди

җумһур рәислик учур - алақә идариси башлиқи фахрәттин алтон қибрис мәсилисиниң әң әмәлий һәл қилиш чарисиниң шималий қибрис түрк җумһурийити җәнубий қошниси билән баравәр һоқуққа игә болған икки дөләтлик һәл қилиш чариси икәнликини ейтти.

1676952
фахрәттин алтон гиретсийә мәтбуатлириға қибрис мәсилиси һәққидә муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фахрәттин алтон гиретсийәниң «катемерини» гезитигә бәргән байанатида, түркийәниң өзигә мунасивәтлик барлиқ районларда мәсилиләрни диалог арқилиқ һәл қилишини вә тинчлиқниң һаким болишини халайдиғанлиқини тәкитләп, буниң қибрис мәсилиси үчүнму күчкә игә икәнликини ейтти.

фахрәттин алтон икки хәлқниң бирликтә йашаш мумкинчиликиниң рим тәрәп йавропа иттипақиға қобул қилинған күни ахирлашқанлиқини,  лекин түркийәниң буниңға қаримастин узун йиллардин бери йахши нийәт билән тиришчанлиқ көрсәткәнликини әскәртип: «әмма йахши нийәтниңму чеки бар, әмдиликтә бир өгзиниң астида йашашниң мумкин әмәсликини һәммәйлән көрмәктә» деди.

фахрәттин алтон бу басқучтин етибарән, аралдики икки хәлқниң пәқәт икки қошна дөләтниң пуқралири болуш сүпити биләнла тинчлиқ ичидә йашийалайдиғанлиқини тәкитләп: «әгәр биз бу тоқунушни балилиримизға мирас қалдурушни халимайдиған болсақ, ундақта әң әмәлийәтчил һәл қилиш чариси؛ шималий қибрис түрк җумһурийити җәнубий қошниси билән баравәр һоқуққа игә болған икки дөләтлик һәл қилиш чарисидур» деди.

фахрәттин алтон бир қисим гиретсийә сийасионлирниң рим тәрәп сийасионлири билән бирликтә түркийә вә қибрис түрклириниң һәқ - һоқуқиға сәл қарайдиған чоң гәпләрни илгири сүргәнликини тәкитләп йәнә мундақ деди:

«хәлқара қанунға мас кәлмәйдиған бу давалирини гиретсийә хәлқигә гойа аллибурун улар игә болған һоқуқтәкла сунди. шуниң билән бир вақитта йәнә, бу давалирини йавропа иттипақи әзалиқиға тайанған асаста нәтиҗигә ериштүрүшкә урунди. түркийәму һәм өзиниң һәм қибрис түрклириниң хәлқара қанундин келип чиққан һәқ - һоқуқини қоғдаш үчүн керәклик қәдәмләрни ташлиди. бүгүнки күндә ундақ пиланниң ишәндүрүш күчи йоқтур. һәққәнийәткиму уйғун әмәс. шуңлашқа рим тәрәптин күтидиғинимиз, әмди йоған гәпләрдә тәрсалиқ қилмай, районниң байлиқлиридин бирликтә,  тинч усулда пайдилинишниң йоллирини чүнүшидүр»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر