әзәрбәйҗан һәйити тунҗи қетим шималий қибриста рәсмий зийарәттә болди

әзәрбәйҗан миллий мәҗлисиниң ташқи ишлар вә парламентлар ара мунасивәтләр комитети һәйити тунҗи қетим шималий қибрис түрк җумһурийитидә рәсмий зийарәттә болди.

1676647
әзәрбәйҗан һәйити тунҗи қетим шималий қибриста рәсмий зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан һәйити җумһур рәис әрсин татар, җумһурийәт мәҗлиси башлиқи өндәр сәннароғлу вә баш министир әрсан санәр тәрипидин қобул қилинди.

сәмәд сәйидов башчилиқидики һәйәт алди билән җумһур рәис татар тәрипидин қобул қилинди؛ шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисиниң учришиш тоғрисидики йазма байанатиға қариғанда, татар, түркийәниң әзәрбәйҗан билән болған йеқин мунасивитидин интайин мәмнун икәнликини әскәртип: «биз үч милләт, бир дөләтмиз, һәммимиз түрк ирқидинмиз» дегән.

әзәрбәйҗанниңму шеһитләр бәргәнликини, зулум вә азабларға дучар болғанлиқини тилға алған татар: «силәрниң азабиңлар бизниң азабимиз болуп кәлди» дегәнләрни қәйт қилған.

әзәрбәйҗан миллий мәҗлиси ташқи ишлар вә парламентлар ара мунасивәтләр комитетиниң рәиси сәйидов: «түркийәниң күчи әзәрбәйҗанниң күчи, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң күчи» дегән вә түрк дунйасиниң иттипақлишишини тиләйдиғанлиқини билдүргән.

җумһурийәт мәҗлиси башлиқи сәннароғлу билән көрүшкәндиму: «биз бир милләт, икки дөләтмиз, үчинчиси болса бу йәрдидур» дегән сәйидов, бүгүн түркийә вә әзәрбәйҗанниң күчи билән күчийиватқанлиқини, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң күчийиши билән пүткүл түрк дунйасиниң күчийидиғанлиқини ейтқан.

сәйидов баш министир санәр тәрипидин күтүвелинғанда болса, йавропа кеңишидә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һоқуқи вә адаләтни қоғдайдиғанлиқини байан қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر