муавин җумһур рәис фуат октай өзбекистанда муһим учришишларда болмақта

муавин җумһур рәис фуат октай өзбекистан зийарити даирисидә, өзбекистан муавин баш министири сәрдар умурзаков билән көрүшти.

1665812
муавин җумһур рәис фуат октай өзбекистанда муһим учришишларда болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай вә өзбекистан муавин баш министири сәрдар умурзаков түркийә-өзбекистан бирләшмә иқтисад комитетиниң 6-нөвәтлик йиғини өткүзүлидиған меһманханида һәйәтләр ара вә айрим айрим учришишларда болди.

андин өзбекистан сода министирлиқи вә ташқи ишлар министирлиқи һәйити билән өткүзгән учришишиға түркийәниң ташкәнттә турушлуқ баш әлчиси олган бәкарму қатнашти.

сәрдар умурзаков өзбекистан зийаритигә рәһмәт ейтти вә «ата вәтәнгә кәлгиниңизни қарши алимиз» деди.

фуат октай сәрдар умурзаковниң меһмандостлуқиға рәһмәт ейтип, өзбекистанға кәлгән күндин бери өзини өз йуртида турғандәк һес қиливатқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر