әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан базилириға қаритип оқ чиқарди

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи әрменийә әскәрлириниң икки дөләт чеграсиниң кәлбәҗәр йөнилишидики әзәрбәйҗан базилириға қаритип оқ чиқарғанлиқини елан қилди.

1665467
әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан базилириға қаритип оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, кәлбәҗәр вилайитигә қарашлиқ зәйлик вә имамбинәси йезилири йолидики базилириниң 26-ийун шу йәрниң вақти саәт 14:00 тә вә 27-ийун шу йәрниң вақти саәт 03.00 тә әрменийә тәрәптин оққа тутулғанлиқин  билдүрүлди.

байанатта, әзәрбәйҗан әскәрлиридин қаза қилған йаки йариланғанларниң йоқлиқи, вәзийәтниң муқим вә әзәрбәйҗан әскәрлириниң контроллуқида икәнлики уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر