өзбекстан афғанистан чеграсида маневир башлиди

өзбекстан армийәси афғанистан чеграси әтрапидики тирмизи районида һәрбий тәлим-тәрбийә маневири башланди.

1664971
өзбекстан афғанистан чеграсида маневир башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекстан дөләт мудапиә министирлиқи афғанистан чеграси әтрапидики тирмизи районида һәрбий маневир башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, тирмизи районида нурғун әскәр, һәрбий аптомобиллар, тик учар вә айропиланлар қатнаштурулған тәлим-тәрбийә маневири башланған. маневирда, армийәниң һәрбий тәййарлиқлири көздин кәчүрүлидиған болуп, әскәрләрниң җәң мәйданидики қабилийәтлирини тәрәққий қилдуруш вә һәрбий қисимларниң һәрикәтлирини өзара маслаштуруш мәқсәт қилинидикән.

маневирниң сенарийәси бойичә, орни байқалған дүшмән, қуруқлуқ вә һавадин қилинидиған һуҗумлар билән битчит қилинидикән.

өзбекстан ташқи ишлар министирлиқи түнүгүн (2021-йили 24-ийун) байанат елан қилип, афғанистандики, болупму өзбекстанниң шималидики һәрбий вә сийасий вәзийәтниң йеқиндин көзитиливатқанлиқини, қошна дөләттә йүз бериватқан зораванлиқларниң кишини әндишәгә салидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر