татар б д т баш катипи билән көрүшти

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш билән көрүшти.

1664829
татар б д т баш катипи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бирйусселдики ишханисида б д т баш катипи антонйо гутереш билән бир йәргә җәм болди.

әнқәрә вақти саәт 12.30 әтрапида башланған көрүшүш, тәхминән йерим саәт давамлашти.

йәнә бир тәрәптин, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татардин бурун, йавропа иттипақи башлиқлар йиғини үчүн белгийәниң пайтәхти  бирйусселда зийарәттә болуватқан җәнубий қибрис рум һакимийити рәһбири никос анастасиадис биләнму көрүшти.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерешниң тәклипигә биинаән, түнүгүн әтигән бирйусселда йетип барғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر