җәйһун байрамов: «<шуша хитабнамиси>узун йилларғичә тиллардин чүшмәйду»

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида имзаланған шуша хитабнамисиниң тарихий әһмийәткә игә хитабнамә болғанлиқини ейтти.

1661466
җәйһун байрамов: «<шуша хитабнамиси>узун йилларғичә тиллардин чүшмәйду»

түркийә авази радийоси хәвири: җәйһун байрамов анталйа дипломатийә мунбири (ADF) йиғини мунасивити билән анадолу агентлиқиға бәргән байанатида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 15-ийундики әзәрбәйҗан зийаритигә қарита «тарихий әһмийәткә игә» дәп баһа берип, «җумһур рәис (әрдоған) әзәрбәйҗанни даим зийарәт қилип туриду. лекин тунҗи қетим бир дунйа рәһбири азад қилинған йәрләрни, түрк дунйасида алаһидә орунға игә шуша шәһирини зийарәт қилди. у йәрдә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән икки дөләт иттипақдашлиқ хитабнамисини имзалиди. бу тарихий әһмийәткә игә хитабнамидур. узун йилларғичә тиллардин чүшмәйдиған бир хитабнамидур» деди.

бу хитабнаминиң пәқәт әзәрбәйҗан вә түркийәгила әмәс, бәлки район дөләтлиригиму иҗабий тәсир көрситидиғанлиқини тәкитлигән җәйһун байрамов, «<шуша хитабнамиси> районимизниң тинчлиқи вә тәрәққийатиға хизмәт қилиду» деди.

җәйһун байрамов қарабағда кәң көләмлик қайта қуруш хизмәтлирини башлиғанлиқини чүшәндүрүп, түркийәниң қарабағни қайта қурушта муһим рол ойниғанлиқини тилға алди.

җәйһун байрамов йәнә, қарабағдики уруш тохтитишни назарәт қилиш даирисидә қурулған түркийә-русийә бирләшмә көзитиш мәркизиниң паалийитини мәдһийәләйдиғанлиқи билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر