терорлуқ тәшкилати даеш кәркүктә бир сақчини өлтүрди

ирақниң кәркүк шәһиридә терорлуқ тәшкилати даеш әзалири тәрипидин ирақ федератип сақчи қисмиға тәвә тәкшүрүш понкитиға қилинған һуҗумда бир сақчи қаза қилди.

1656961
терорлуқ тәшкилати даеш кәркүктә бир сақчини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик медийа тори тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, рийад наһийәси әтрапидики бир тәкшүрүш понкитиға терорлуқ тәшкилати даешниң һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, һуҗумда бир сақчиниң һайатидин айрилғанлиқи вә районда кәң көләмлик һәрбий һәрикәтниң башланғанлиқи уқтурулди.

терорлуқ тәшкилати даеш 2014-йили ирақниң мосул, салаһаддин вә әнбар вилайәтлириниң һәммисини шундақла дийала вә кәркүк вилайәтлириниң бир қисмини ишғал қилған болуп, бу районлар бир нәччә йил ичидә даештин қайтурувелинған иди.

әйни вақиттики баш министир һәйдәр әлабади 2017-йили 12-айниң 9-күни даешқа қарши күрәштә ғәлибә қилғанлиқини елан қилған иди.

ирақниң даештин тазиланғанлиқиға 4 йил болған болсиму, мәзкур вилайәтләрниң йезилирида даешниң һуҗумлири һазирму давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر