татаристандики бир мәктәп қораллиқ һуҗумға учриди

татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазандики бир мәктәптә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди...

1637919
татаристандики бир мәктәп қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазандики бир мәктәптә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, тоққуз адәм һайатидин айрилди, кәм дегәндә 10 адәм йариланди.

йәрлик әмәлдарларниң дәсләпки байанатиға асасланғанда, намәлум икки киши файзи кочисидики 175- номурлуқ мәктәпкә қораллиқ һуҗум қилған. һуҗумчиларни көргән вә милтиқ авазини аңлиған оқуғучилар арисида җиддийчилик пәйда болған, бәзи оқуғучилар деризидин сәкрәп қечишқа урунған.

хәвәрләргә қариғанда, вәқә йүз бәргән җайға бихәтәрлик қисимлири әвәтилгән. даириләр, һуҗум қилғучиларниң бириниң 17 йашта икәнликини вә униң бихәтәрлик қисимлири тәрипидин қолға чүшүрүлгәнликини уқтурған.

дәсләпки ениқлашларға қариғанда, мәзкур һуҗумда бир оқутқучи вә сәккиз оқуғучи һайатидин айрилған, кәм дегәндә 10 адәм йариланған.

игилинишичә, сақчиларниң һуҗумға учриған мәктәптики оқуғучиларни тарқақлаштуруш хизмәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر