әзәрбәйҗан үч әрмән әсирни дөлитигә қайтуруп бәрди

әзәрбәйҗан уруш әснасида әсиргә алған үч әрмән әскәрни әрменийәгә қайтуруп бәрди.

1634128
әзәрбәйҗан үч әрмән әсирни дөлитигә қайтуруп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: тағлиқ қарабағ уруши әснасида әзәрбәйҗан әскәрлири тәрипидин әсиргә елинған үч әрмән әскири бир айропилан билән дөлитигә әвәтилди.

районида вәзипә өтәватқан русийә қисимлири қомандани рустам мурадов әриванға елип барған мәзкур үч әскәрниң әзәрбәйҗан қисимлириға һуҗум қилмиғанлиқи йаки җинайи қилмиш һесаблинидиған һечқандақ бир иш садир қилмиғанлиқиниң ениқланғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر