пирезидент җапаров тоқунуш районидин айрилған хәлқни йурт - маканлириға қайтишқа чақирди

қирғизистан пирезиденти садир җапаров, қирғизистан - таҗикистан чеграсидики тоқунуш сәвәбидин өй-маканлиридин айрилған 27 миңдин артуқ пуқрани «йуртиға қайтишқа» чақирди.

1632706
пирезидент җапаров тоқунуш районидин айрилған хәлқни йурт - маканлириға қайтишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезиденти садир җапаров, 1- май һасил қилинған қирғизистан - таҗикистан «уруш тохтитиш» келишимидин кейин аммиға хитаб қилди.

у, қирғизистан - таҗикистан чеграсидики тоқунуш сәвәбидин 27 миңдин артуқ пуқраниң йурт - маканлиридин айрилғанлиқиға ишарәт қилип: «мән һәр бир аилини қутратқулуқларға қулақ салмай, туралғулириға қайтишқа чақиримән» деди.

пирезидент җапаров, вәқәләр җәрйанида бузғунчилиққа учриған вә от қойуветилгән өйләрниң дөләт тәрипидин ремонт қилинидиғанлиқини вәдә қилди.

алақидар әмәлдарлар, район вәзийитиниң контрол астида икәнликини билдүрди.

4- айниң 28- күни головной дәп атилидиған су тәқсимләш торини контрол қилиш сәвәбидин йүз бәргән тоқунушта, икки тәрәптин 49 адәм қаза қилған, 260 дин артуқ адәм йариланғаниди.

районда йашайдиған 27 миңдин артуқ қирғизистан пуқраси йурт – маканлирини ташлап бихәтәр җайларға кәткәниди.

икки дөләт һөкүмәтлири 1 – майда «уруш тохтитиш» вә әскәрләрни газармилириға чекиндүрүш тоғрисида келишим һасил қилғаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر