қирғизистан-таҗикстан чеграсида қанлиқ тоқунуш чиқти

қирғизистан-таҗикстан чеграсида су тәминләш амбирини контрол қилиш сәвәбидин чиққан қораллиқ тоқунушта, һәр икки тәрәптин болуп җәмий алтә киши җенидин айрилди, 115 киши йариланди.

1631031
қирғизистан-таҗикстан чеграсида қанлиқ тоқунуш чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан таратқулири қирғизистан-таҗикстан чеграсида йүз бәргән тоқунуш җәрйанида қирғизистанлиқ үч кишиниң җенидин айрилғанлиқини, 84 кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

таҗикстан таратқулирида болса, тоқунушта таҗикстанлиқ үч кишиниң җенидин айрилғанлиқини, 31 кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәгә йетип кәлгән қирғизистан баш министири улубек марипов вә таҗикстан баш министири коһир расулзадә көрүшүп, чеградики тоқунушниң музакирә йоли билән балдуррақ һәл қилиниши үчүн тәййар икәнликлирини билдүрди.

қирғизистан таратқулири қирғизистан-таҗикстан чеграсидики тоқунуш авазлириниң шу йәр вақти 23 тин 45 минут өткәндә тохтиғанлиқини хәвәр қилди.

қирғизистан вә таҗикстан ташқи ишлар министирлири шу йәр вақти 20:00 дин башлап районда пүтүнләй уруш тохтитиш вә һәрбий қисимларниң өзлириниң йәрлиригә чекиниши мәсилисидә келишим һасил қилди.

қирғизистан-таҗикстан чеграсиға җайлашқан су мәнбәлирини контрол қилиш мәсилисидә 28-апрел (2021) йүз бәргән ихтилап, 29-апрел икки дөләт хәлқиниң бир-биригә таш етиши билән давамлашти. икки дөләт чегра қоғдаш қисимлириниң вәқәгә арилишиши билән тоқунушқа айланди вә һәр икки тәрәп чеграға әскәр йөткәшкә башлиди. тоқунуш йүз бәргән җайға йеқин йезиларда балилар вә айаллар тарқақлаштурулди.

таратқулардики видеоларда, қайси тәрәпкә тәвә икәнлики ениқ болмиған нурғун өйләргә от қойуп берилгәнлики көрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر