әрдоған пирезидент әрсин татарниң дадиси үчүн тәзийә тиләклирини йәткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий қибрис түрк җумһурийити пирезиденти әрсин татарниң дадиси рустәм татарниң вапати мунасивити билән тәзийә билдүрди.

1627863
әрдоған пирезидент әрсин татарниң дадиси үчүн тәзийә тиләклирини йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити пирезидентлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әрдоғанниң әрсин татарға телефон қилип, тәзийә тиләклирини йәткүзгәнлики уқтурулди.

рустәм татарниң вапатидин қайғуруш ичидә хәвәр тапқанлиқини байан қилған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң мәрһумға аллаһтин рәһмәт вә пирезидент әрсин татарға шундақла аилисидикиләргә сәвирчанлиқ тилигәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر