иран чеградики тосмиларниң шималий қисминиң бихәтәрликини әзәрбәйҗанға өткүзүп бәрди

әзәрбәйҗан билән иран чеграсидики тосмиларниң шималий қисминиң бихәтәрлики ахири әзәрбәйҗанға өтти.

1626978
иран чеградики тосмиларниң шималий қисминиң бихәтәрликини әзәрбәйҗанға өткүзүп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан арас дәрйасидики худафирин вә қизқәләси тосмисиниң шималий чегра қисминиң бихәтәрликини қайтидин игилики астиға алди.

иран чегра сақчи идарисиниң муавин қомандани биригада командири җалал сәтарә вә әзәрбәйҗан җумһурийити қуруқлуқ чегра қомандани араз муһәммәдов худафәрин чегра йезисида көрүшти.

аридин 17 йил өткәндин кейин тосмиларниң бихәтәрликиниң шималий қисмини әзәрбәйҗан җумһурийитигә өткүзүп бериш қарар қилинди.

иран әмәлдари, «әзәрбәйҗан җумһурийитиниң райондики толуқ игилик һоқуқи билән биргә шималий райондики тосмиларниң бихәтәрлик һәқ – һоқуқиму әзәрбәйҗан җумһурийитигә қайтуруп берилди» деди.

қарабағ ишғал қилинғандин кейин, арас дәрйасидики икки тосминиң бихәтәрликини 2004-йилдин буйан иран алқинида тутуп кәлмәктә иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر