қирим татарлири миллий мәҗлиси әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрди

қирим татарлири миллий мәҗлисиниң башлиқи рефат чубаров қирим татарлири үчүн имзаланған туралғу лайиһәси үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрүп мәктуп йоллиди.

1622141
қирим татарлири миллий мәҗлиси әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: чубаров, аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә елан қилған байанатида, қирим татарлири миллий мәҗлиси намидин, түркийәниң украинаниң игилик һоқуқини қоғдаш вә қирим татарлириниң һәқ – һоқуқлирини мудапиә қилиш мәсилисидики сәзгүрлүкидин миннәтдар икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, икки дөләт оттурисида 10 – апрел күни имзаланған «қирим татар хәлқиниң вәкиллири вә украина мәнпәәтдарлири үчүн туралғу қурулуши саһәсидә һәмкарлиқ орнитишқа даир рамка келишими» түпәйли  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәктуп йоллиғанлиқини қәйт қилди.

мәктупта, қирим татарлири миллий мәҗлисиниң түркийәниң қиримдин көчүшкә мәҗбур болған қирим татарлириниң турмуш сәвийәсини йуқири көтүрүши үчүн көрсәткән тиришчанлиқлиридин интайин миннәтдар икәнлики билдүрүлди.

селинғуси 500 туралғу мәсилисиниң қийинчилиқни пүтүнләй һәл қилмайдиғанлиқи әскәртилгән мәктупта, шуңа, түркийәдин, қошумчә 500 туралғу селиш мумкинчилики һәққидә ойлинип беқиши тәләп қилинди.

украина пирезиденти владимир зеленискиниң 10 – апрел истанбул зийарити даирисидә, қирим татарлири үчүн украинада  аммиви өй – мүлүк  идариси тәрипидин 500 туралғу селиш тоғрисида келишим имзаланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر