түрк кеңишиниң бирәсмий башлиқлар йиғини

йавроасийаға нәзәр - 67

1617501
түрк кеңишиниң бирәсмий башлиқлар йиғини

түрк кеңишиниң 31 – март күни чақирилған бирәсмий башлиқлар  тор йиғини

абдрәсул исһақов

2021-йили, 31-март күни, қазақистан җумһурийити пирезиденти қасим җөмәрт тоқайевниң рийасәтчиликидә, «түркистан: түрк дунйасиниң мәниви пайтәхтлиридин бири» темисидики түрк кеңишиниң бирәсмий башлиқлар тор йиғини чақирилди. йиғинға, әзәрбәйҗан, қирғизистан, өзбекистан, түркийә, түркмәнистан вә венгрийә рәһбәрлири, түрк кеңиши, түрк академийәси қатарлиқ түрк дунйасиниң хәлқаралиқ тәшкилатлириниң мәсуллири, түрк кеңишиниң пәхрий рәиси  нурсултан нәзәрбайев қатарлиқлар қатнашти.

башлиқлар йиғинида, түрк дунйасиниң келәчикигә мунасивәтлик муһим мәсилиләр  һәққидә музакириләр елип берилип, муһим қарарлар чиқирилди. башлиқлар йиғинидин кейин, «түркистан хитабнамәси» қобул қилинди. әмди биз бу хитабнамәдә оттуриға қойулған муһим қарарлар һәққидә тохтилип өтимиз:

қазақистанниң түркистан шәһири, «түрк дунйасиниң мәниви пайтәхтлиридин бири» елан қилинди. бу реаллиқ, түрк мәдәнийитини тонуштуруш вә тәтқиқ қилиш, йаш әвладларни түрк еңи бойичә йетиштүрүш қатарлиқ җәһәтләрдә наһайити зор әһмийәткә игә.

түркийәдә күздә өткүзүлүши пиланлиниватқан 8 – нөвәтлик башлиқлар йиғинида, түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң исминиң өзгәртилиши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүрүлди. наһайәт, бу тәшкилатниң өзигә хас исми болиду вә буниңдин кейин толуқ хәлқаралиқ тәшкилат болуш сүпити билән техиму үнүмлүк паалийәтләрни елип бариду.

«түрк қариши 2040» һөҗҗитиниң келәр қетимлиқ башлиқлар йиғинида имзалиниши үчүн тәййарлиқ хизмәтлирини тамамлаш тоғрисида йолйоруқ чүшүрүлди. «түрк қариши 2040» һөҗҗити, түрк җумһурийәтлири вә түрк кеңишиниң келәчикини бәлгиләйдииған интайин муһим һөҗҗәттур. түрк җумһурийәтлири оттурисидики бир гәвдиләштүрүшниң пиланлиқ – пирограммилиқ һалда елип берилиши кишини хушал қилиду.

башлиқлар йиғинида, қарабағ тоқунушини һәл қилиштики разимәнлик ипадиләнди, һәмдә түрк кеңишиниң әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики мунасивәтләрниң нормаллишишини қоллайдиғанлиқи билдүрүлди.  2020-йили, 10 – нойабир күни, түрк дунйаси оттурисидики қуруқлуқтин болған мунасивәт  әслигә кәлтүрүлди. түрк җумһурийәтлири һазир үчинчи дөләтниң земиниға кирмәй туруп бир-биригә баралайду. бу нуқтидин елип ейтқанда, 2021-йили, 1 – апрел күни, әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисида иҗра қилинишқа башлиған кимлик биләнла сайаһәт қилиш бәлгилимисиниң, башқа түрк җумһурийәтлиридиму кәң омумлаштурулуши наһайити зор әһмийәткә игә.

башлиқлар йиғинида йәнә, түрк дунйасиниң әдәбийат - сәнәт , илим-пән вә мәдәнийәт саһәлиридә утуқ қазанғанларға берилидиған түрк кеңиши хәлқара әлшир навайи мукапати тәсис қилинди. 2021-йили, йүсүп хас һаҗип, низами гәнҗәви, йунус әмрә, әлшир навайи, җамбил җабайев , әлихан бокәйхан вә һүсәйин қарасайев қатарлиқларни хатириләш паалийәтлириниң, түрк кеңишигә әза дөләтләрдә бирла вақитта өткүзүлүши қарар қилинди.

йиғинда, рәһбәрләр, түрк кеңиши қармиқида ортақ мәбләғ фонди вә бирләшмә банка қуруш пикрини оттуриға қойди. шуни тәкитләш һаҗәтки, келәр қетимлиқ башлиқлар йиғинида бу саһәдә конкрет қәдәмләр ташлиниши мумкин. чүнки бу саһәдики һәмкарлиқни әң йүксәк сәвийәгә йәткүзүшниң дәл вақти йетип кәлди.

түрк кеңиши гурупписи, «ковид – 19» йуқуми мусаписидә мувәппәқийәтлик маслишиш һәм һәмкарлишиштәк алаһидиликини намайән қилди. шундақла, дунйа бойичә тунҗи қетим «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин башлиқлар йиғини уйуштуруш арқилиқ, «ковид – 19» йуқуми сәвәблик оттуриға чиққан  зийанларни әң төвән чәккә чүшүрүшкә, тәшкилатқа әза дөләтләр оттурисидики мунасивәтләрниң ақсап қалмаслиқиға вә һәмкарлиқниң изчил давамлишишиға зор төһпиләрни қошти. бу мувәппәқийәт, тәшкилатниң буниңдин кейин техиму үнүмлүк хизмәт қилидиғанлиқиниң капалитидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر