бүгүн түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида кимлик билән ​​сайаһәт қилиш башланди

кимлик билән сайаһәт қилиш бәлгилимиси даирисидә, әзәрбәйҗан пуқралириниң түркийәгә киришидә, түркийә пуқралириниң түркийәдин чиқишида, қош тиллиқ «чеградин кириш-чиқиш җәдвели» берилиду, үстигә чеградин кириш- чиқиш тамғиси бесилиду.

1612753
бүгүн түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида кимлик билән ​​сайаһәт қилиш башланди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә  ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу тивиттер адресида «бир милләт, икки дөләт» бәлгилик хәт билән һәмбәһирлигән учурида: «бүгүндин башлап җан әзәрбәйҗанни кимлик биләнла  сайаһәт  қилиш мумкин болиду. барлиқ тосалғулар елип ташлиниду, қериндашлиқимиз техиму күчийиду. пуқралиримизға вә әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизға хәйрилик болсун!» деди.

бүгүндин башлап йолға қойулған бу бәлгилимә билән, икки дөләт пуқралири йеңи типтики електиронлуқ кимлики биләнла өзара 90 күнлүк визисиз сайаһәт қилалайду.

кимлик билән сайаһәт қилиш бәлгилимиси даирисидә, әзәрбәйҗан пуқралириниң түркийәгә киришидә , түркийә пуқралириниң түркийәдин чиқишида, қош тиллиқ «чеградин кириш-чиқиш җәдвели» берилиду, үстигә чеградин кириш- чиқиш тамғиси бесилиду.

һәр икки дөләтниң пуқралири бу һөҗҗәтни түркийә вә әзәрбәйҗандики  сайаһәт мәзгилидә йенида сақлиши вә чеградин кириш - чиқишларда кимлики билән биргә чегра еғизлиридики хадимларға көрситиши керәк.

йеңи типтики чиплиқ електиронлуқ кимликниң сайаһәт һөҗҗити сүпитидә ишлитилиши пәқәт түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики биваситә сайаһәтләрдила мумкин болиду. үчинчи дөләттин түркийә йаки әзәрбәйҗанға кириштә паспортниң ишлитилиши давамлишиду.

йеңи типтики чиплиқ електиронлуқ кимлик билән иқамәткә илтимас сунушқа болмайду.  

түркийә йаки әзәрбәйҗанда  90 күндин узун турушни халайдиған пуқралар тәләп қилинған муддәттин 60 күндин артуқ ишлитилиш муддити болған паспорт арқилиқла иқамәткә илтимас суналайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر