әзәрбәйҗанлиқ йаридар ғазилар түркийәгә әвәтилди

тағлиқ қарабағдики урушта йариланған 27 әзәрбәйҗанлиқ ғази давалиниш үчүн түркийәгә әвәтилди.

1610465
әзәрбәйҗанлиқ йаридар ғазилар түркийәгә әвәтилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан һөкүмити тәрипидин шеһит аилилири вә ғазиларниң мәсилилирини һәл қилиш үчүн қурулған «йашат фонди» елан қилған байанатта, әзәрбәйҗан дохтурлириниң пикирлири асас қилинған һалда 27 ғазини давалаш ишлириниң түркийәдә давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, йашат фондиниң бундин кейинму еһтийаҗ чүшкән әһвалда еғир йариланған ғазиларниң давалиниши үчүн чәт әлгә әвәтилишини капаләткә игә қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

йашат фонди илгириму 24 ғазини түркийәгә әвәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر