түркистандин түркийәгә  тунҗи хәлқаралиқ нөвәтчи айропилан учуши башланди

қазақистанниң түркистан шәһиридин түркийәгә тунҗи хәлқаралиқ нөвәтчи айропилан учуши башланди.

1605390
түркистандин түркийәгә  тунҗи хәлқаралиқ нөвәтчи айропилан учуши башланди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан хәлқ авиатсийә комитетиниң байанатида, түркистан хәлқара айродорумидин истанбул линийәсидики тунҗи хәлқаралиқ учушниң 176 йолучи  олтуған «Fly Arystan» авиатсийә ширкитигә тәвә «A-320» типлиқ айропилан билән ишқа ашурулғанлиқи билдүрүлди.

истанбул линийәсидики учуш қетим саниниң биринчи басқучта һәптидә 2, кейинки мәзгилләрдә һәптидә 7 болуши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر