мәвлут чавушоғлу өзбекистандики рәсмий зийарити даирисидә хивәни екскүрсийә қилди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу өзбекистандики рәсмий зийарити даирисидә, тарихий әһмийәткә игә хивә шәһирини зийарәт қилди.

1596651
мәвлут чавушоғлу өзбекистандики рәсмий зийарити даирисидә хивәни екскүрсийә қилди
cavusoglu ozbekistan hive.jpg
cavusoglu ozbekistan hive1.jpg
cavusoglu ozbekistan hive2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистанда 1511 – вә 1920-йиллири һөкүмранлиқ сүргән хивә ханлиқиниң пайтәхти хивә шәһиридики тарихи җайларни екскурсийә қилған чавушоғлуму өзбекистан мәтбуатлириға байанат бәрди.

мәвлут чавушоғлу түркийә вә өзбекистан оттурисидики өзара мунасивәтләрниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән пирезидент шавкәт мирзийойевниң рәһбәрлики сайисида наһайити йахши бир нуқтиға кәлгәнликини тәкитлиди.

мәвлут чавушоғлу мәдәнийәт, сайаһәт, маарип вә деһқанчилиқ қатарлиқ охшашмиған саһәләрдә икки тәрәп мунасивәтлирини йәниму тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини һәмдә йәнә, түрк дунйасиниң бирлики, районниң муқимлиқи вә тинчлиқи үчүн ортақ тиришиватқанлиқини ейтти.

мәвлут чавушоғлу җумһур рәис әрдоғанниң хивә, бухара вә сәмәрқәнттә меһманханиларниң селиниши тоғрисида түркийә ширкәтлиригә йолйоруқ бәргәнликини тәкитләп, түркийә һава йоллири ширкитиниңму ковид-19 йуқумидин кейин бухараға учушни тәләп қилғанлиқини ейтти.

мәвлут чавушоғлу учушлар башланғандин кейин, түркийәниң һәр қайси җайлиридин пуқралар келип, бу гүзәлликләрни вә тарихи мәдәнийәт йадикарлиқлирини көрүшни халайдиғанлиқини байан қилди.

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуға «хивәниң пәхрий пуқралиқи» тәқдим қилинди.

мәвлут чавушоғлу йәнә, тарихи харәзм райониниң сүрәтлири қойулған бир көргәзминиму зийарәт қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر