америкада түрк җәмийәтлири «хоҗали қәтлиами» ни әйиблиди

америка қошма иштатлирида паалийәт елип бериватқан түрк аммиви тәшкилатлар «хоҗали қәтлиами» ниң 29 – йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

1591072
америкада түрк җәмийәтлири «хоҗали қәтлиами» ни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә -америка рәһбәрлик комитети (TASC) тәрипидин елан қилинған байанатта, әрменийә армийәсиниң, әзәрбәйҗанниң хоҗали шәһиридә, 106 айал вә 63 балиниму өз ичигә алған 613 пуқрани қәтл қилиши әйиблинип мундақ дейилди: «хәлқара җәмийәт әрменийә күчлири садир қилған зулум – ситәмләр һәққидә хәвәрдар қилиниши керәк, бизму бу йиргинчлик уруш җинайити үчүн адаләт тәләп қилишимиз лазим.»

түркийә – америка җәмийәтлири (ATAA) тәрипидин елан қилинған байанаттиму , әрменийә күчлири 1992-йили хоҗалида йүргүзгән қәтлиам әйиблинип, америка қошма иштатлири вә хәлқара җәмийәттин, әрменийә рәһбәрлирини бу җинайәт сәвәбидин җавабкарлиққа тартиши тәләп қилинди.

әрменийә армийәси, 1992 – йили, 26 – феврал күни, сабиқ совет иттипақи армийәсиниң 366-моторлуқ полки билән бирликтә, әзәрбәйҗанниң хоҗали шәһирини ишғал қилип, 63 бала, 106 айал болуп, җәмий  613 адәмни қәтл қилди.

қәтлиамдин 76 си бала болуп, җәмий 487 киши еғир йариланған һаләттә қутулуп қалди.

әрменийә күчлири, 1 миң 275 кишини әсиргә алди, булардин 150 кишиниң техичә из – дерики болмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر