чавушоғлу: түркмәнистан газиниң түркийәгә келиши үчүн тегишлик вәзипимизни орундашқа тәййармиз

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркмәнистан газиниң түркийәгә келиши вә түркийә арқилиқ йавропаға йетип бериши үчүн тегишлик вәзиписини орундашқа тәййар икәнликини билдүрди.

1589341
чавушоғлу: түркмәнистан газиниң түркийәгә келиши үчүн тегишлик вәзипимизни орундашқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркмәнистан ташқи ишлар министири рашид мередов билән айрим вә һәәтләр ара учришитин кейин, ташқи ишлар министирликидә бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.

мәвлут чавушоғлу айрим вә һәәтләр ара  музакириләрдә икки дөләтниң қайси саһәләрдә қандақ қәдәмләрни ташлайдиғанлиқини мәслиһәтләшкәнликини шундақла бу рамка даирисидә  тәййарланған йол хәритисини көздин кәчүргәнликини билдүрди.

түркийә ширкәтлириниң районда һәмкарлишишқа тәййар икәнликини билдүргән чавушоғлу: «түркмәнистан газиниң түркийәгә вә түркийә арқилиқ йавропаға йетип бериши үчүн биз тегишлик вәзипимизни орундашқа тәййармиз» деди.

түркмәнистан ташқи ишлар министири рашид мередовму учришишта өзара сода вә иқтисадий мунасивәтләрниң музакирә қилинғанлиқини тилға елип, «енергийә, қатнаш, йуқири техника вә башқа мәсилиләрдә бирликтә лайиһәләрни түзәләймиз, биз пилан вә  программиларни түзүп, түрк достлиримизға тәклип сунимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر