қазақистан йеңи латин елипбәсини тонутти

қазақистан миллий елипбә комитети, 2023 – 2031 – йиллири арисида тәдриҗий йолға қойулуши қарар қилинған латин һәрплиригә маслаштурулған йеңи қазақ елипбәсини тонуштурди.

1573351
қазақистан йеңи латин елипбәсини тонутти

түркийә авази радийоси хәвири: әхмәт байтурсуноф тилшунаслиқ институти тәрипидин һазирланған елипбә «бир тавуш - бир һәрп» пиринсипиға асасән тәййарланди.

латин һәрплиригә маслаштурулған йеңи қазақ елипбәсидә тоққузи созуқ тавуш болуп 31 асасий һәрп бар. әмма, елипбәгә киргүзүлмигән x вә w қатарлиқ һәрпләр чәт әл тиллиридин киргән сөзләрдә ишлитилиду.

баш министир әсқәр мамин бу һәқтә байанат берип: «елипбәниң йахшиланған нусхиси қазақ тилиниң тарқилишиға йеңи һәрикәтләндүргүч күч ата қилиду вә униң заманивилишишиға төһпә қошиду» деди.

1940- йилдин башлап кирил елипбәсини ишлитип келиватқан қазақистан, 2017- йили қәдәмму қәдәм латин елипбәсигә өтүшни қарар қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر