садир җаппаров пирезидентлиқ һоқуқини тапшурувалди

қирғизистанниң 6-нөвәтлик пирезиденти садир җаппаров қәсәм берип вәзипә тапшурувалди.

1572873
садир җаппаров пирезидентлиқ һоқуқини тапшурувалди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистанда 10-йанвар (2021) өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида %79.20 авазға еришип пирезидентлиққа сайланған садир җаппаров үчүн бишкәктә уйуштурулған қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасимиға, миңдин артуқ киши қатнашти. мурасимға, 2020-йили 5-15-өктәбир күнлири йүз бәргән намайишлардин кейин, пирезидентлиқ һоқуқидин истепа бәргән соронбай җәинбековму қәдәм тәшрип қилди.

садир җаппаров мурасимда, мәркизий сайлам комитетиниң башлиқи нурҗан шаилдабековдин пирезидентлиқ гуваһнамисини тапшурувалди вә оң қолини асасий қанунға қойуп қәсәм қилди.

у дөләт марши оқулғандин кейин: «икки миң йилдин артуқ тарихий өтмүши бар хәлқниң алдида катта мәсулийәтни һес қиливатимән» деди.

у 2020-йили 5-өктәбир йүз бәргән намайишларниң парламент сайлиминиң нәтиҗисини вә пирезидент билән һөкүмәтниң истепасини мәйданға кәлтүргәнликини билдүрүп: «қалаймиқанчилиқ вә қанунсизлиқниң босуғисиға келип қалған дөләттә, миллий иттипақлиқ вә тинчлиқни қоғдаш үчүн хәлқимиз билән мәсулийәтни үстимизгә алдуқ. вәзийәтни муқимлиққа игә қилишта мувәппәқийәт қазандуқ» деди.

у русийәгә қирғизистанниң қийинчилиқ күнлиридә йардәм қилғанлиқи сәвәбидин тәшәккүр ейтти вә қошна өзбекстан һәмдә қазақистан билән ортақ тәқдиргә игә икәнликлирини әскәртти.

у түркийә билән өзара һәмкарлиқларни, истратегийәлик һәмкарлиқлар билән иқтисадий вә мәдәнийәт мунасивәтлирини күчәйтишни халайдиғанлиқлирини билдүрди.

у көп тәрәплимилик ташқи сийасәт йүргүзидиғанлиқлирини тәкитләп, оттура асийа дөләтлирини өз ичигә алған һалда, хитай, америка вә йавропа иттипақи дөләтлири билән һәмкарлиқ үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر