түркийә  қазақистандики сайлам һәққидә байанат елан қилди

түркийә  қазақистанда өткүзүлгән парламентниң төвән қанити, дөләт мәҗлиси вә йәрлик кеңәш әзалири сайлиминиң тинчлиқ вә хатирҗәмлик  ичидә ахирлашқанлиқидин хушал болғанлиқини билдүрди.

1561022
түркийә  қазақистандики сайлам һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түкийә ташқи ишлар министирлиқи қазақистанда өткүзүлгән сайлам һәққидә йазма байанат елан қилди.

байанатта, қазақистанда өткүзүлгән парламентниң төвән қанити, дөләт мәҗлиси вә йәрлик кеңәш әзалири сайлиминиң тинчлиқ вә хатирҗәмлик ичидә  ахирлашқанлиқидин хушал болғанлиқи билдүрүлүп: «сайлам нәтиҗисиниң дост вә қериндаш қазақистан хәлқи үчүн хәйирилик болушини үмид қилимиз. бу йил мустәқиллиқиниң 30 - йиллиқини тәбрикләватқан қериндаш қазақистан билән болған истратегийәлик һәмкарлиқимизниң алдимиздики мәзгилләрдә техиму тәрәққий қилидиғанлиқиға ишинимиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر