қирғизистанда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң ғәйрий рәсмий нәтиҗиси елан қилинди

қирғизистанда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң ғәйрий рәсмий нәтиҗилиригә қариғанда, омумий авазниң %79.18 гә еришкән сабиқ баш министир садир җапаровниң ғәлибә қилғанлиқи билдүрүлди.

1560998
қирғизистанда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң ғәйрий рәсмий нәтиҗиси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан мәркизии сайлам вә омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити комитети рәиси нурҗан шаилдабекова, икки миң 474 беләт ташлаш сандуқиға беләт ташлашниң тамамланғанлиқини вә беләтләрниң %96.44 ниң санилип болғанлиқини уқтурди.

тизимға алдурған сайлиғучилар саниниң 3 милйон 563 миң 574 икәнликини билдүргән шаилдабекова, пирезидентлиқ сайлими вә омумии хәлқ беләт ташлаш паалийитигә бир милйон 339 миң 638 сайлиғучиниң беләт ташлиғанлиқини, буниң омумий беләт ташлиғучиларниң %37.59 кә тоғра келидиғанлиқини қәйт қилди.

у сайламниң җәзмләшмигән нәтиҗисигә қариғанда, омумий авазниң %79.18 гә еришкән садир җапаровниң үстүнлүккә игә икәнликигә ишарәт қилип өтти.

шаилдабекова дөләтниң башқуруш системисини бекитишкә қарар қилиш мәқситидә бирла вақитта өткүзүлгән омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитигиму сайлиғучиларниң %34.29 иниң беләт ташлиғанлиқини, буларниң %81.2 ниң «пирезидентлиқ түзүми»ни қоллап беләт ташлиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر