түрк кеңиши түркийәниң «түрксат 5A сүний һәмраһи» қойуп бәргәнликини тәбриклиди

түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши (түрк кеңиши) «түрксат 5A сүний һәмраһи» ни аләм бошлуқиға қойуп бәргәнлики мунасивити билән түркийәни тәбриклиди.

1560269
түрк кеңиши түркийәниң «түрксат 5A сүний һәмраһи» қойуп бәргәнликини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк кеңишиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дейилди: «түрк кеңишиниң қурғучи әзаси түркийә, <түрксат 5A хәвәрлишиш сүний һәмраһи> ни америка қошма иштатлириниң флорида иштатидин аләм бошлуқиға қойуп бәрди. түрк кеңиши болуш сүпитимиз билән түркийәни тәбрикләймиз, әза дөләтлиримизниң технологийәлик мувәппәқийәтлиридин пәхирлинимиз.»

түнүгүн америка қошма иштатлириниң флорида иштатиниң кәйп канаверал базисидин аләм бошлуқиға қойуп берилгән «түрксат 5A сүний һәмраһи», түркийәниң аләм бошлуқидики 7 – актип сүний һәмраһи алаһидиликигә игә.

«түрксат 5A хәвәрлишиш сүний һәмраһи», түркийә, йавропа, оттура шәрқ, шималий африқа, оттура ғәрбий африқа, җәнубий африқа, ақдеңиз, әгә деңизи вә қарадеңизни өз ичигә алған кәң даирилик җуғрапийәдә, телевизийә пирограммилирини тарқитиш вә санлиқ мәлумат даирисидә хәвәрлишиш мулазимәтлирини суниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر