әзәрбәйҗан мустәқиллиқини тәбриклимәктә

әзәрбәйҗанда дөләт мустәқил болғанлиқиниң 28 – йиллиқи тәбрикләнмәктә.

1290352
әзәрбәйҗан мустәқиллиқини тәбриклимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: 1918 – йили 28 – май күни мәһмәт емин рәсулзадә рәһбәрликидики миллий шура тәрипидин мустәқиллиқ елан қилинған, аридин икки йил өткәндин кейин сабиқ совет иттипақи тәрипидин ишғал қилинған әзәрбәйҗан, 1991 – йили 18 – өктәбир күни қайтидин мустәқил дөләт сүпитидә тарих сәһнисигә сәкрәп чиқти.

әзәрбәйҗан хәлқи уда 70 йил сабиқ совет иттипақи һакимийити астида йашиған болсиму, лекин бир чағларда шәрқниң тунҗи демократик җумһурийити сүпитидә қобул қилинған әзәрбәйҗанниң  ирқ, дин, мәзһәп вә җинсийәт айримастин барлиқ пуқралириға баравәрлик һоқуқи бәргән бир дөләт икәнликини һечқачан унтуп қалмиди.

сабиқ совет иттипақи армийәси 1990 – йили 20 – йанвар күни баку вә башқа вилайәтләрдә айал – бала демәстин йүргүзгән қәтлиам, әзәрбәйҗан хәлқиниң сабиқ совет иттипақи һөкүмитигә болған ишәнчини йоқатти, шуниң билән, дөләтниң мустәқил болуш басқучи тезләшти.

өз вақтидики парламент орнитидики әзәрбәйҗан алий кеңиши 1991 – йили 30 – авғуст күни мустәқиллиқ елан қилинишиға алақидар  байаннамини мақуллиди. 1991 – йили сентәбирдә сабиқ совет иттипақидин айрилип, мустәқиллиқ елан қилиниши тоғрулуқ йиғинлар чақирилди. алий кеңәш 1991 – йили 18 – өктәбир күни «әзәрбәйҗан җумһурийити дөләт мустәқиллиқи һәққидә асасий қанун әһдинамиси» ни көп санлиқниң авази билән мақуллиди.

бу байаннамә арқилиқ сабиқ совет иттипақи ишғалчи дәп қаралди вә әзәрбәйҗанниң 1918 – йили қурулған җумһурийәтниң вариси икәнлики җакарланди.

алий кеңәшниң қарари тоғрулуқ 1991 – йили 29 – декабир күни реферандум өткүзүлди. реферандумда хәлқниң һәммиси дегүдәк мустәқиллиқни қоллап аваз бәрди.

әзәрбәйҗанда 1992 – йилдин буйан һәр йили 18 – өктәбир күни «миллий байрам» сүпитидә тәбриклинип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر