өзбекистанда асасий қанун байрими

өзбекистанда асасий қанун байрими мунасивити билән 136 мәһбус кәчүрүм қилинди.

1103024
өзбекистанда асасий қанун байрими

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев пайтәхт ташкәнттә «өзбекистан асасий қануни түзүлгәнликининиң 26 – йиллиқи» мунасивити билән  өткүзүлгән, һөкүмәт әзалири, дөләттики чәт әл вакаләтханилириниң баш әлчилири вә көп сандики меһманлар тәклип билән қатнашқан мурасимда қилған сөзидә, өзбекистанда йеқинқи мәзгилләрдә кишилик һоқуқни қоғдаш вә адил әдлийә түзүми орнитиш мәсилисидә муһим хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, «асасий қанун байрими» мунасивити билән қилмишиға пушайман қилған вә әһвалида йахшилиниш көрүлгән 136 мәһбусни кәчүрүм қилиш нишан қилинған қарарнамини имзалиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «йеқинда қанунсиз тәшкилатларға әза болуш билән әйиблинип түрмигә ташланған 3 миң 333 мәһбус қойуп берилди, буниңдин башқа йәнә, 20 миңдин артуқ киши җамаәт хәвпсизлики тармақлири тәрипидин һазирланған <әсәбий диний гуруппилар билән четишлиқи бар шәхсләр> тизимликидин чиқириветилди.»

пирезидент мирзийойев йәнә, «өзбекистан асасий қануни түзүлгәнликиниң 26 – йиллиқи» мунасивити билән  түрлүк саһәләрдә  мувәппәқийәткә еришкән шәхсләрни охшимиған шәкилдә мукапатлиди.

шуниң билән бир вақитта, бу мунасивәт билән консерт вә хәлқ ойунлири номурлири көрситилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر